чавушоғлу: түрк дөләтлири тәшкилати ортақ арзуйимиз иди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу: «түрк дөләтлири тәшкилати һәммимизниң арзуси иди, әмди әмәлгә ашти. ул-асасимизни күндин күнгә күчәйтип, өзара һәмкарлиқлиримизни йеңи саһәләргә кеңәйтиватимиз» деди.

1960686
чавушоғлу: түрк дөләтлири тәшкилати ортақ арзуйимиз иди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әнқәрәдә җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән түрк дөләтлири тәшкилати ташқи ишлар министирлири кеңиши йиғиниға қатнашти вә муһим сөз қилди.

йиғинға, өзбекстан ташқи ишлар министир вәкили бәхтийар сәидов, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов, қирғизистан ташқи ишлар министири җәенбек қулубайев, қазақистан биринчи муавин ташқи ишлар министири қайрат умаров, венгирийә ташқи ишлар вә ташқи сода министири петер сзжарто , шималий қибрис түрк җукмһурийити ташқи ишлар министири таһсин әртуғрулоғлу, түркмәнистанниң истанбулда турушлуқ консули мураткәлди сәйитмамәдов вә түрк дөләтлири тәшкилати баш катипи қубаниҗбек өмүралийев қатнашти.

мәвлүт чавушоғлу: «түрк дөләтлири тәшкилати һәммимизниң арзуси иди, әмди әмәлгә ашти. ул-асасимизни күндин күнгә күчәйтип, өзара һәмкарлиқлиримизни йеңи саһәләргә кеңәйтиватимиз» деди.

у йешил технологийәдин пайдилинидиған, әқиллиқ шәһәрләргә игә түрк дунйаси бәрпа қилиш керәкликини билдүрүп: «йәр шари енергийә тәңпуңлуқидики еғирлиқимиз күчийиватиду. баку-тиблис-җәйһан нефит туруба йоли вә транс анадолу тәбиий газ туруба йолиға охшаш чоң һәҗимлик енергйә лайиһәлирини бирликтә әмәлгә ашурдуқ. транс анадолу тәбиий газ туруба йолиниң каспий районидин илавә тәбиий газни хәлқара базарларға әкириш үчүн өзара һәмкарлиқларни күчәйтишимиз керәк» деди.

у асийа қайтидин баш көтүргән бу мәзгилдә, оттура каридорниң дунйа содисидики үлүшини ашуруш керәкликини тәкитлди.

у әза дөләтләр иқтисадиниң сағлам шәкилдә бир гәвдилишиши үчүн «түрк мәбләғ фонди» ға әһмийәт бериватқанлиқлирини қәйт қилди.

у украинадики уруш, афғанистанниң нөвәттики вәзийити вә райондики башқа өзгиришләрниң түрк дөләтлири тәшкилатиға шундақла әзалириға йеқиндин тәсир көрситидиғанлиқини билдүрүп: «ортақ әқил билән тарихниң тәрәққийатида сорулуп кетишни әмәс, бәлки униң йөнилишини бәлгилишимиз керәк. шуңа, иттипақлиқимизни күчәйтишимиз керәк» деди.

у ахирида, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң көзәткүчи әза сүпитидә бу йәрдә болушиниң интайин әһмийәтлик икәнликини тәкитләп мундақ деди: «қибрис түрк хәлқиниң игилик һоқуқ баравәрлики , һәқ-һоқуқи вә баравәр хәлқаралиқ орнини бекитиш, дучар болған йалғузлуқ, вә чәклимиләрни йоқитиш бизниң ортақ ғайимиз болуши керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر