фуат октай хәлқарани шималий қибрис түрк җумһурийитини етирап қилишқа чақирди

муавин җумһур рәис фуат октай һәр қайси тәрәпләрни қибрис түрклириниң һәқ - һоқуқини қобул қилишқа вә шималий қибрис түрк җумһурийитини етирап қилишқа чақирди.

1959934
фуат октай хәлқарани шималий қибрис түрк җумһурийитини етирап қилишқа чақирди

түркийә авази радйоси хәвири: муавин җумһур рәис фуат октай пайтәхт әнқәрәдә шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири үнал үстәл билән җумһур рәислик мәһкимисидә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

фуат октай түркийәниң һәм иқтисадий тәрәққийатта, һәм хәлқара сәһнидики адаләт күришидә һәр даим қибрис түрклирини қоллиғанлиқини әскәртип, қибрис түрклири билән әзәли вә әбәдий риштилири болғанлиқи үчүн, қайғу вә хушаллиқтиму бир болуп кәлгәнликини ейтти.

октай ана вәтән түркийә болуш сүпити билән қибрис түрклирини давамлиқ қоллайдиғанлиқини тәкитләп: «биз хәлқара сәһнидики адаләт күришидә қибрис түрклири вә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң йенидимиз. тарих қибрис түрклириниң һәқ – һоқуқ, мәнпәәтлирини көрмәскә салған һәр қандақ усулниң мувәппәқийәт қазиниш имканийити йоқлуқини испатлиди. қибрис түрк хәлқи 1963 – йилида рум тәрәп өз қоли билән йоқ қилған қибрис җумһурийитиниң баравәр қурғучиси вә баравәр шерикидур. дөлитимиз бу һәқиқәтни асас қилған һалда, аралда әтраплиқ сийасәт йүргүзмәктә һәмдә һәл қилиш чариси үчүн икки тәрәпниң игилик һоқуқи баравәрлики вә баравәр хәлқара орни асасидики тәсәввурни толуқ қоллап кәлмәктә. шималий қибрис түрк җумһурийити үчүн <һазирла вә дәрһал!> дейиш арқилиқ бу йәрдин йәнә бир қетим бу һәқиқәтләрни көрүшкә, барлиқ тәрәпләрни қибрис түрклириниң һәқ - һоқуқини қобул қилишқа вә шималий қибрис түрк җумһурийитини етирап қилишқа чақиримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر