түркмәнистан апәт райониға йардәм йоллиди

түркмәнистан айаллар бирләшмиси билән «қизил йеримай» хәйр-сахавәт оргини түркийәдики апәт районлириға йардәм буйумлири йоллашни давамлаштурмақта.

1954825
түркмәнистан апәт райониға йардәм йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркмәнистан айаллар бирләшмиси билән «қизил йеримай» хәйр-сахавәт оргини түркийәниң ашхабаттики әлчиханиси билән маслишип, 6 – февралдики қаһраманмарашни мәркәз қилған йәр тәврәш апәтлириниң тәсиригә учриғанларға 11 тонна әтрапида йардәм йоллиди.

түркмәнистан айаллар бирләшмиси тәхминән 4.1 тонна йемәк – ичмәк, қзил йерим ай җәмийити тазилиқ материйаллири, кийм – кечәк вә йемәк – ичмәктин тәркиб тапқан 6.8 тонна инсанпәрвәрлик йардимини йүк аптомобиллириға бесип, апәт райониға йоллиди.

түркмәнистан айаллар бирләшмиси 28 – февралда түркийәниң ашхабаттики әлчиханиси билән маслишип, йәр тәврәш райониға 8.6 тонна инсанпәрвәрлик йардәм буйуми әвәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر