ирақта түркмәнчә қайтидин рәсмий тиллар қатаридин орун алди

ирақ һөкүмити түркмәнчәни қайтидин кәркүк вилайитидә ишлитилидиған рәсмий тиллар қатариға киргүзди.

1953657
ирақта түркмәнчә қайтидин рәсмий тиллар қатаридин орун алди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң рәсмий агентлиқи «INA» ниң хәвәр қилишичә, ирақ баш министири муһәммәд шийа әссудани түркмәнчәниңму кәркүктә ишлитилидиған рәсмий тиллар қатаридин орун елиши тоғрулуқ йолйоруқ чүшүргән.

ирақ баш министирлиқ мәһкимиси баш катибат башқармиси кәркүк вилайитидә рәсмий учур - алақә ишлирида пәқәт әрәб вә корд тиллириниңла ишлитилиши үчүн, кәркүк валий мәһкимисигә йолйоруқ чүшүргәниди.

кәркүктә көп санлиқни тәшкил қилидиған етник милләтләрдин бири болған түркмәнләр бу қарарға қаттиқ наразилиқ билдүргәниди.

ирақ түркмән фиронти (ITC) сийасий бийуроси баш министир муһәммәд шийа әссуданидин бу қарарни бикар қилишини тәләп қилғаниди.

ирақ парламентидики түркмән гурупписи тәрипидин елан қилинған байанатта, кәркүк вилайитидики түркмән тилини йоққа чиқириш қарариниң асасий қанунға хилап икәнлики вә буни қобул  қилишниң мумкин әмәслики билдүрүлгәниди.

 түркийәму ирақ даирилиридин бу қарарни бикар қилишини тәләп қилғаниди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта,  бу қарар арқилиқ ирақ дөлитиниң қурғучилири вә асаслиқ милләтлиридин бири болған түркмәнләрниң һәқ – һоқуқлириниң дәпсәндә қилинғанлиқи тәкитләнгәниди.

байанатта, ирақниңму, кәркүкниңму асаслиқ милләтлиридин бири болған түркмәнләрниң һәқ – һоқуқлири вә сәзгүрлүклиригә сәл қарайдиған бундақ һәрикәтләрниң кәркүк вилайитидә тинчлиқ ичидә бирликтә йашаш мәдәнийити бәрпа қилиш тиришчанлиқлириға зийан йәткүзидиғанлиқи қәйт қилинғаниди.

байанатта мундақ дейилгәниди: «ирақ даирилирини бу қарарни тездин қайтидин көздин кәчүрүшкә чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر