астанада оттура асийа-америка ташқи ишлар министирлири башлиқлар йиғини өткүзүлди

түркмәнистан ташқи ишлар министири рашид мәрәдов америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән көрүшти.

1953088
астанада оттура асийа-америка ташқи ишлар министирлири башлиқлар йиғини өткүзүлди

түркийә авази радйоси хәвири: түркмәнистан ташқи ишлар министири рашид мәрәдов қазақистанниң пайтәхти астанада өткүзүлгән оттура асийа-америка ташқи ишлар министирлири башлиқлар йиғини даирисидә, америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән көрүшти.

америка һөкүмитиниң рәсмий тор бетидә елан қилинған байанатқа асасланғанда, америка ташқи ишлар министири антони блинкен түркмәнистан билән америка оттурисидики 30 нәччә йиллиқ һәмкарлиқниң давамлшиватқанлиқиниң кишини пәхирләндүридиғанлиқидин башқа йәнә, түркмәнистан билән район характерлик бихәтәрлик, килимат өзгириши, хәлқниң күчлүк иқтисадий гүллиниши вә чоңқур йилтиз тартқан демократик қиммәт қариши қатарлиқ темиларни музакирилишиш үчүн бирликтә техиму көп ишларни қилишни халайдиғанлиқи билдүрүлгән.

түркмәнистан ташқи ишлар министири мәрәдовму башлиқлар йиғининиң түркмәнистан билән америка оттурисидики һәмкарлиқни кеңәйтиш темисини музакирилишиш үчүн катта пурсәт болидиғанлиқини ейттқан.

мәрәдов икки дөләт оттурисида наһайити йахши вә үнүмлүк мәслиһәт механизминиң барлиқини шундақла бу хил музакириләрниң пат йеқинда қайта өткүзүүиши үчүн өзара мунасивәт вә район характерлик бихәтәрлик мәсилилирини тәпсилий музакирилишидиғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر