түркийәниң ашхабадтики әлчиханиси түркмәнистандин апәткә учриғучиларға йардәм йоллиди
түркийәниң ашхабадтики әлчиханисиниң маслишиши билән, қаһраманмарашта 6 – феврал йүз бәргән йәр тәврәштин кейин апәткә учриғучиларға 1100 әдийал вә 89 кариват йолланди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң ашхабадта турушлуқ баш әлчиси тоган орал тивиттер адресида һәмбәһирлигән учурида, «әлчиханимизниң маслишиши билән йәр тәврәш райониға бүгүн (28-феврал) әтигән түркмәнистандин 1100 әдийал вә 89 кариват әвәттуқ. ианә қилған пуқралиримизға, түркмәнистандики ширкәтлиримизгә вә түркмәнистан қизилай җәмийитигә рәһмәт ейтимиз» дейилди.
түркмәнистандики аммиви тәшкилатлар вә түркийәниң ашхабадта турушлуқ баш әлчиханиси тәрипидин уйуштурулған йардәм сәпәрвәрлики нәтиҗисидә, апәткә учриғучиларға бүгүнгичә 8 миң 71 әдийал, 390 кариват, 20 генератор, 60 исситқуч, алтә көчмә һаҗәтхана, 11 тоннидин 15 тонниғичә кийим - кечәк, 44 тоннидин 46 тонниғичә давалаш буйумлири вә 67 тонна йемәклик әвәтилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.