қирғизистанниң уйғур ели чеграсида 5.1 бал вә 5.6 бал йәр тәвриди
қирғизистанниң иссиқ көл районида арқиму арқидин икки қетим 5.1 бал вә 5.6 бал йәр тәвриди.
түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан йәр тәврәш тәтқиқат мәркизиниң байанатида, иссиқ көл районида шу йәрниң вақти әтигән саәт 03:42 дә, 5.1 бал йәр тәвригәнлики вә йәр тәврәшниң әтраптики йезилардиму һес қилинғанлиқи билдүрүлди.
байанатта, иккинчи қетим шу йәрниң вақти әтигән саәт 05:58 дә, иссиқ көл райониниң уйғур ели чеграсиға йеқин йеридә 5.6 бал йәр тәвригәнлики, йәр тәврәшниң йәр йүзидин 35 киломитир чоңқурлуқта икәнлики уқтурулди.
қирғизистан җиддий һаләтләр министирлиқи дәсләпки ениқлшларға асасән, адәм өлүш йаки йарилиниш әһвалиниң көрүлмигәнликини елан қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.
өзбекистан билән венгирийә әркин иқтисадий район қуриду
өзбекистанда венгирийә вә йавропа ширкәтлири үчүн алаһидә әркин иқтисадий район қурулиду.