чавушоғлу байрамов билән телефонлашти

түркийә дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов билән телефонда көрүшти.

1949108
чавушоғлу байрамов билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу һатай вилайитиниң дәфнә наһийәсидә йүз бәргән6.4 бал йәр тәврәш апитидин кейин, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов билән телефонда көрүшти.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, икки министирниң телефон сөһбитидә, түркийәдики йәр тәврәш апитидә талапәткә учриған районларни қайта қуруш вә йеңи шәһәрләрни бәрпа қилиш пиланлири һәққидә музакирә елип берилған.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов әзәрбәйҗанниң қериндаш дөләт түркийәгә һәр җәһәттин тегишлик йардәм беришни давамлаштуридиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлигән вә түнүгүн (20-феврал) һатайда йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидә чавушоғлудин учур игилигән.

чавушоғлу апәт райониниң вәзийити вә туралғу райони бәрпа қилиш пиланлири һәққидә байрамовға мәлумат берип, һатайда бу қетим йүз бәргән йәр тәврәш апитидә алдинқи қетимқи йәр тәврәшләрдә еғир йаки оттураһал дәриҗидә бузулған биналарниң зийанға учриғанлиқини қәйт қилған.

телефон сөһбитидә йәнә, һәр икки тәрәп ортақ көңүл бөлидиған мәсилиләр тоғрилиқму өзара пикир алмаштурулған.

6 – феврал күни қаһраманмараш мәркәз қилип йүз бәргән, «100 йилдин буйанқи әң чоң балайиапәт» дәп аталған вә түркийәниң 11 вилайитигә еғир талапәт йәткүзгән 7.7, 7.6 баллиқ йәр тәврәш апити миңларчә кишиниң җениға замин  болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر