кәркүктә бир туралғуға тизгинәклик айропилан чүшти

ирақниң кәркүк шәһиридә бир туралғуға тизгинәклик айропилан чүшүп кәтти.

1939435
кәркүктә бир туралғуға  тизгинәклик айропилан чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк сақчи идарисиниң ахбарат әмәлдари амир нури, шәһәрниң шорав районидики бир туралғуға тизгинәклик айропиланниң чүшкәнликини ейтти.

амир нури вәқә йүз бәргән пәйттә өйдә һеч киши болмиғанлиқи үчүн адәм өлүш вәқәси йүз бәрмигәнликини, әмма маддий зийан көрүлгәнликини билдүрди.

амир нури тизгинәклик айропиланниң кимгә тәвә икәнликиниң техичә ениқланмиғанлиқини әскәртип, нәқ мәйданға кириш-чиқиш еғизиниң тақалғанлиқини вә вәқәгә қарита тәкшүрүшниң башланғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر