түркийәниң ғазимағуса шәһиридики консулханиси бәзи мулазимәтләрни башлиди

түркийәниң шималий қибрис түрк җумһурийитигә тәвә ғазимағуса шәһиридики консулханиси бәзи мулазимәтләрни башлиди.

1933536
түркийәниң ғазимағуса шәһиридики консулханиси бәзи мулазимәтләрни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң шималий қибрис түрк җумһурийити пайтәхти ләфкошада турушлуқ әлчиханиси тәрипидин елан қилинған байанатта, ғазимағуса шәһиридики консулханиниң 2023 - йили 16 - йанвардин етибарән вақитлиқ ишханисида адрес байаннамиси, нопус елиш, ә - дөләт йумтал мәхпий номури вә әдлийә архипи мәлумати қатарлиқ консулхана мулазимәтлири билән тәминләйдиғанлиқи билдүрүлди һәмдә  башқа консулхана мулазимәтлириниң башлинидиған вақтиниң кейинчә елан қилинидиғанлиқи уқтурулди.

түркийәниң шималий қибрис түрк җумһурийитидики барлиқ консулхана мулазимәтлири илгири пәқәт ләфкоша консулханиси арқилиқла тәминләнмәктә иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر