қазақистан: нурсултан нәзәрбайевниң бир қатар салаһийәт вә һоқуқлири инавәтсиз

қазақистан асасий қанун мәһкимиси сабиқ пирезидент нурсултан нәзәрбайевға берилгән бир қатар салаһийәт вә һоқуқларни өз ичигә алған қанунниң инавәтсиз қилинишини тәстиқлиди.

1931321
қазақистан: нурсултан нәзәрбайевниң бир қатар салаһийәт вә һоқуқлири инавәтсиз

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан асасий қанун мәһкимиси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, мәзкур қанунниң, 5 – ийун күни (2022) дөләт миқйасида өткүзүлгән асасий қанун реферандуминиң нәтиҗилиригә асасән чиқирилғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «қазақистан җумһурийитиниң тунҗи пирезиденти-әлбаши һәққидики қанунниң йеңиланған асасий қанунда күчкә игә қилинишиниң һечқандақ қануний асаси йоқтур, шу вәҗидин, бу қанун инавәтсиздур.»

қазақистан асасий қанун мәһкимисиниң қарариға асасән, нурсултан нәзәрбайевға тунҗи пирезидент сүпитидә бир қатар салаһийәт вә һоқуқлар берилгән маддилар асасий қанундин чиқириветилидикән.

бу әһвал нурсултан нәзәрбайевниң асасий қанун тәрипидин капаләт астиға елинған тәкшүрүлмәслик һоқуқиға тәсир көрсәтмәйдикән. әмма, униң аилиси тәкшүрүлмәслик һоқуқидин мәһрум болуп қалидикән.

авам палатаси вә кеңәш палатасидин тәшкил тапидиған қазақистан парламенти, келәр һәптә бирләшмә йиғинда бу мәсилини музакирә қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر