қирғизистан: һәрикәт пилани б д т да қобул қилинди

қирғизистан бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң 77 – нөвәтлик -йиғинида «тағлиқ районларни тәрәққий қилдурушниң 5 йиллиқ һәрикәт пилани» ниң қобул қилинғанлиқини билдүрди.

1919977
қирғизистан: һәрикәт пилани б д т да қобул қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң 77 – нөвәтлик йиғинида, қирғизистанниң тәшәббуси билән оттуриға қойулған  «тағлиқ районларни тәрәққий қилдурушниң 5 йиллиқ һәрикәт пилани» қобул қилинған болуп, бу қарар, қирғизистанни өз ичигә алған тағлиқ дөләтләрниң иқтисадини гүлләндүрүшкә йардәм бериш вә мәбләғ җәлп қилиш үчүн кәң даирилик пурсәт йаритип беридикән.

қирғизистан пирезиденти садир җаппаров бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң сентәбир ейида чақирилған 77 – нөвәтлик йиғинида, 2023-йилдин 2027-йилғичә болған арилиқта тағлиқ районларни тәрәққий қилдурушниң 5 йиллиқ һәрикәт пиланиға мунасивәтлик тәшәббусини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر