тоқайев: дөләтниң мустәқиллиқи вә мәнпәәтлирини қаттиқ күч билән қоғдашқа тәййармиз

қазақистан пирезиденти җөмәрт тоқайев дөләтниң мустәқиллиқи вә мәнпәәтлирини пәқәт дипломатийә йардими биләнла әмәс, бәлки техиму қаттиқ күч билән қоғдашқа тәййар икәнликлирини ейтти.

1903143
тоқайев: дөләтниң мустәқиллиқи вә мәнпәәтлирини қаттиқ күч билән қоғдашқа тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезиденти җөмәрт тоқайев һазар деңизи қәрғақлириға җайлашқан мангистав иштатиниң мәмурий мәркизи болған ақтав шәһиридә хизмәтләрни тәкшүрүп, тәтқиқ қилди.

у райондики амма билән көрүшкәндә, әң ахирқи қетим 2018-йили ақтавда ечилған рәһбәрләр йиғинида, һазар деңизиниң қануний салаһийитиниң бекитилиши билән, дөләтниң чегра мәсилилириниң ахирлашқанлиқини билдүрди.

у һазирниң өзидә қазақистанниң барлиқ дөләт чегралириниң қануний һалда бирләштүрүлгәнликини билдүрүп: «сабиқ совет иттипақи дөләтлириниң көпинчисидә техичә бу мәсилидә һәр хил ихтилаплар бар. әң йеқин қошнилиримизниң чегралиридиму уруш вә қораллиқ тоқунуш йүз бериватиду» деди.

у сайлам мусаписиға киргән қазақистанда йеқинқи айларда дөләтниң учур системилириға қилиниватқан һуҗумларниң көпәйгәнликидин бешарәт берип: «йалған учурларниң тарқилишиниң алдини алимиз. буни илгириму ейтқан идим. муқәддәс дәп билидиған мустәқиллиқимизни вә дөләт мәнпәәтлиримизни пәқәт дипломатийә йардими биләнла әмәс, бәлки техиму қаттиқ күч билән қоғдашқа тәййармиз» деди.

у дөләтниң муқимлиқи вә бихәтәрликиниң, ташқи сийасәтниң күнтәртипигә тәсир қилғинидәк, ички сийаситигиму чоң тәсир көрситидиғанлиқини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«дөлитимиздә вә чәт әлләрдә питнә-пасат вә дүшмәнлик уруқи терийдиғанлар бар болған әһвалда, ғәпләттә туралмаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر