истанбулдин ирақниң кәркүк шәһиригә тунҗи нөвәтчи айропилан қатниши әтә башлиниду
кәркүк валийси ракан сәйид әтә кәркүк хәлқара айродромиға түркийә авиатсийә ширкитиниң тунҗи нөвәтчи айропиланиниң қатнайдиғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: ракан сәйид ирақ авиатсийә ширкитиниңму алдимиздики күнләрдә кәркүктин истанбулға нөвәтчи айропилан қатнашни башлайдиғанлиқини ейтти.
ракан сәйид бу илгириләшләрниң кәркүк үчүн муһимлиқини тәкитләп, «айропилан қатнишиниң башлиниши түркийә - ирақ мунасивәтлирини тәрәққйй қилдүриду. ишинимәнки, бу түркийәлик мәбләғ салғучиларни ирақ вә кәркүк тәрәпкә йүзлинишкә риғбәтләндүриду һәмдә икки дөләт оттурисидики содиға иҗабий тәсир көрситиду» деди.
ирақниң кәркүк шәһиридә илгири һәрбий база сүпитидә ишлитилгән вә 16 -өктәбирдә алаһидә мурасим билән рәсмий ечилиш линтиси кесилгән кәркүк айродоромида, 20 – өктәбирдин буйан сода вә хәлқаралиқ нөвәтчи айропиланлар қатнашни башлиған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.