түркийә: б д т ниң уйғур доклати әнқәрәниң әндишилирини дәлилләш характеригә игә

түркийә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң хитайниң уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә даир доклатиниң әнқәрәниң бу һәқтә оттурға қойуп келиватқан әндишисини дәлилләш характеригә игә икәнликини билдүрди

1877633
түркийә: б д т ниң уйғур доклати әнқәрәниң әндишилирини дәлилләш характеригә игә
tanju bilgiç 2.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгич, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң уйғур аптоном райониниң һазирқи әһвалиға мунасивәтлик соалға йазма җаваб бәрди.

билгич, доклаттики дәлил испатлар вә көз қарашларни нәзәргә елишниң наһайити муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң уйғур аптоном райониниң нөвәттики вәзийити һәққидә йеқинда елан қилинған доклати, районда йашаватқан уйғур түрклири вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләргә мунасивәтлик дөлитимиздә вә хәлқара җамаәтчиликтә оттуриға қойулуватқан әндишиләрни дәлилләш характеригә игә.»

у, түркийәниң бу һәқтики сәзгүрлүкиниң хитай даирилириға йәткүзүлгәнликини әскәртип мундақ деди: «уйғур түрклириниң параванлиқ вә хатирҗәм йашиши, асаслиқ һәқ һоқуқлириниң қоғдилишиға мунасивәтлик тәләплиримиз һәм хитай хәлқ җумһурийити даирилири билән болған икки тәрәплик учришишлиримизда, һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатини өз ичигә алған хәлқаралиқ мунбәрләрдә тәкитләнмәктә.»

хитайниң тәклипигә бинаән түркийәдин бир һәйәтниң вә түркийәниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисиниң районни зийарәт қилишиниң йеқиндин буйан күнтәртиптә икәнликини әскәрткән билгич, мундақ дәп көрсәтти: «зийарәтләрниң мәнилик, кәң даирилик вә тосалғусиз елип берилишиға қарита тәләплиримиз қандурулған тәқдирдә, бу зийарәтләр әмәлгә ашурулиду.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң доклатида, уйғур аптоном районида халиғанчә тутқун қилиш, терроризм вә әсәбийликкә қарши күрәш нами астида еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири, җаза лагерлирида тутулуватқанларға қарши адәмни қаттиқ әндишигә салидиған тән җазалири, начар муамилә вә мәҗбурий теббий давалаш қатарлиқ иҗраатларға мунасивәтлик ишәнчилик доклатларниң барлиқи әскәртилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر