әрменийә қисимлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқлириға оқ чиқарди

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи йеқинқи 24 саәт ичидә әрменийә қораллиқ қисимлириниң әзәрбәйҗан армийәсиниң һәрбий нуқтилириға 19 қетим оқ чиқарғанлиқини билдүрди.

1875399
әрменийә қисимлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқлириға оқ чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: министирлиқ тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, чегра линийәлириниң кәлбәҗәр вә лачин вилайәтлири йөнилишидики һәрбий нуқтилар, басаргәчәр вә қаракилис вилайәтлиридики әрменийә һәрбий нуқтилири тәрипидин қәрәллик һалда уда 16 қетим оққа тутулған.

байанатта тәкитлинишичә, русийә қисимлири вақитлиқ орунлашқан әзәрбәйҗан терротерийәлиридики қанунсиз әрмән қораллиқ гуруппилар, әзәрбәйҗан армийәсиниң һәрбий нуқтилириға уда 3 қетим оқ чиқарған.

әзәрбәйҗан армийәсидә һәрбий хадимлар вә үскүниләр зийанға учримиған, әзәрбәйҗан армийәсиму әрменийә  қисимлириға тегишлик җаваб қайтурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر