әзәрбәйҗан армийәси қанунсиз әрмән күчлиригә зәрбә бәрди

әзәрбәйҗан армийәси қарабағдики қанунсиз әрмән қораллиқ күчлириниң бир қанчә нуқтисиниң битчит қилинғанлиқини, кона ағдәрә вилайитиниң үстүн оратағ аһалиләр районидики һәрбий нуқтиларға һавадин һуҗум қилинғанлиқини елан қилди.

1863449
әзәрбәйҗан армийәси қанунсиз әрмән күчлиригә зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи қарабағдики қанунсиз әрмән қораллиқ күчлириниң бир қанчә нуқтисиниң битчит қилинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, русийә күчлири вақитлиқ контрол қилип туруватқан районлардики қанунсиз әрмән қораллиқ күчлириниң бүгүн әтигән (4-авғуст) қилған террорлуқ һуҗумида, бир әзәрбәйҗан әскириниң шеһит болғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, әрмән қораллиқ күчлириниң кәлбәҗәр вә лачин вилайәтлирини орап туридиған тағ тизмисиниң қириқ қиз егизликини қолға киргүзүшкә вә у йәрдә йеңи нуқтиларни қурушқа урунуватқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, әзәрбәйҗан армийәсиниң бу әһвалға қарши «қисас» нами берилгән һәрбий һәрикәтни башлап, кичик кавказ тағ тизмилириниң қарабағға җайлашқан сарибаба вә башқа бир қатар егизликләрни контрол астиға алғанлиқи билдүрүлди.

һәрбий һәрикәт даирисидә, қанунсиз әрмән қораллиқ күчлириниң бир қанчә нуқтисиниң битчит қилинғанлиқи, кона ағдәрә вилайити оратағ аһалиләр районидики һәрбий нуқтиларға һавадин һуҗум қилинғанлиқи әскәртилди.

һәрбий һәрикәттә, қанунсиз әрмән қораллиқ күчлири арисида өлүм вә йарилиниш һадисилириниң йүз бәргәнлики, бир қанчә данә «D-30» типлиқ йирақ мусапилиқ зәмбирәк, һәрбий аптомобиллар вә нурғун қорал-йарағларниң битчит қилинғанлиқи қәйт қилинди.

русийә армийәси вақитлиқ контрол қилип туруватқан районлардин әрменийә әскәрлириниң чиқирилиши вә қанунсиз әрмән қоралиқ күчлириниң йоқитилиши керәклики тәкитләнгән байанатта, қәтийлик билән, әзәрбәйҗан земинлирида һәр түрлүк террорлуқ һәрикәтләр вә иғвагәрчиликләрниң алдиниң елинидиғанлиқи, алдини елиш тәдбирлириниң қаттиқ болидиғанлиқи тәкитләнди.

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә миинстирлиқи йәнә, әрменийә күчлириниң һәрбий нуқтилириға қилинған һава һуҗуминиң син көрүнүшлирини һәмбәһирлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر