бәшинчи нөвәтлик «түрк дунйаси ата мирас тәнтәрбийәлири» паалийити башланди

бурса шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин бу йил 5 - қетимлиқи уйуштурулған түрк дунйаси ата (мирас) тәнтәрбийәлири паалийити кәләс наһийәсидики коҗайайлада башланди.

1858676
бәшинчи нөвәтлик «түрк дунйаси ата мирас тәнтәрбийәлири» паалийити башланди
turk dunyasi ata sporlari.jpg
turk dunyasi ata sporlari.jpg
turk dunyasi ata sporlari.jpg
turk dunyasi ata sporlari.jpg
turk dunyasi ata sporlari.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа етноспорт бирләшмиси рәиси билал әрдоған паалийәт җәрйанида сөз қилип, түрк дунйасиниң енергийәсини бирләштүрүшниң моһимлиқини оттуриға қойуп, түрк дунйасиниң бу хил шәкилдә өзара йеқинлишишиниң күчләр иттипақи һасил қилидиғанлиқини тәкитлиди.

билал әрдоған түрк дунйасиниң өзиниң әнәниви тәнһәрикәтлирини сақлап қелишиниң моһимлиқини билдүрүп: «4-нөвәтлик дунйа көчмәнләр тәнһәрикәт мусабиқиси 29 - сентәбирдин 2 - өктәбиргичә есил изник шәһиримиздә өткүзүлиду. һәммимиз бирликтә, изниктә әнәниви тәнһәрикәтләрниң дунйадики тәрәққийатини 100 дин артуқ дөләттин кәлгән тәнһәрикәтчиләрниң қатнишиши сайисида изниктә көримиз. униңдин башқа, аһлатта, малазгиртта болимиз. түркләрниң анадолуни вәтәнгә айландурушиниң хатирә күнидиму аһлатта әнәниви тәнһәрикәтләрни хәлқимиз билән ортақлишимиз. бу тәнтәрбийәләрдики әһвалимиз бир қизиқиш болуштин һалқип асасий кәспийләшкән тәнтәрбийә қурулмисиға айилинишқа қарап похта қәдәмләр билән илгириләватиду» дегәнләрни қәйт қилди.

билал әрдоған сөзлири ахирлашқандин кейин мусабиқә саһәсдики ат үстидә оқйа етиш вә челишиш мусабиқилирини көрди вә оқ етиш саһәсигә кирип оқ атти һәмдә районға қурулған чедирларни зийарәт қилип, паалийәтләр һәққидә учур игилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر