путин билән мирзийайев қарақалпақистан вәзийити тоғрисида сөзләшти

русийә пирезиденти виладимир путин өзбекистан пирезиденти шевкәт мирзийайев билән өзбекистанниң қарақалпақистан аптоном районидики вәзийәт тоғрисида сөзләшти.

1852659
путин билән мирзийайев қарақалпақистан вәзийити тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанат елан қилип, путинниң мирзийайев билән телефонлишип, қарақалпақистанниң нөвәттики вәзийити һәққидә сөзләшкәнликини, русийә тәрәпниң, өзбекистан һөкүмитиниң район вәзийитини муқимлаштуруш тәшәббусини қоллайдиғанлиқини билдүргәнликини билдүрди.

икки дөләт мунасивити һәққидиму пикир алмаштурулған телефон сөһбити җәрйанида, икки рәһбәр русийә – өзбекистан һәмкарлиқини күчәйтишни қоллайдиғанлиқлирини тәкитләп өтти.

өзбекистан асасий қанунидики қарақалпақстан аптоном җумһурийитиниң сийасий салаһийитигә мунасивәтлик маддиларға өзгәртиш киргүзүш тоғрисидики бәзи тәклипләрниң күнтәртипигә келиши, 7 - айниң 1 - күни қарақалпақстанда намайишларниң башлинип кетишини кәлтүрүп чиқарғаниди.

өзбекистан ички ишлар министирлиқи, мәзкур намайишларни өзбекистан асасий қануниға киргүзүлүши пиланланған өзгәртишләрни «хата анализ қилған» бир түркүм кишиләрниң өткүзгәнликини билдүргәниди.

вәқәдин кейин өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев, намайишлар давам қиливатқан нукусқа берип, хәлқ билән көрүшүп, қарақалпақстанниң салаһийитиниң өзгәртилмәйдиғанлиқини җакарлиғаниди.

намайишларниң үзлүксиз давамлишишидин кейин пирезидент мирзийайев пәрман чүшүрүп, қарақалпақистан аптоном җумһурийитидә 2 - авғустқичә җиддий һаләт елан қилғаниди.

өзбекистан баш тәптиш мәһкимиси, вәқәләрдә 18 кишиниң қаза қилғанлиқини, 243 кишиниң йариланғанлиқини вә 516 кишиниң назарәт астиға елинғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر