өзбекистанда намайишлардин кейин җиддий һаләт елан қилинди

өзбекистанда қарақалпақистан аптоном җумһурийитидики намайишлардин кейин, бир айлиқ җиддий һаләт  елан қилинди.

1851107
өзбекистанда намайишлардин кейин җиддий һаләт елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент шәвкәт мирзийойев тәрипидин имзаланған қарарнамә билән қарақалпақистанниң өзбекистан асасий қанунидики аптоном җумһурийәтлик салаһийитигә мунасивәтлик маддиларниң өзгәртилишигә даир бәзи тәклипләр оттуриға қойулғандин кейин, қарақалпақстанда намайиш өткүзүлгәнлики вә 2 – авғустқа қәдәр җиддий һаләт елан қилинғанлиқи билдүрүлди.

қарарнамида җиддий һаләт уқтурушиниң пуқраларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш, уларниң һоқуқи вә әркинликини қоғдаш, қанунға риайә қилиш вә тәртипни қоғдаш үчүн чиқирилғанлиқи тәкитләнди.

буниңға асасән, қарақалпақистан миқйасида шу йәрниң вақти 21.00 дин әтигән саәт 07.00 гичә кочиға чиқишни чәкләш йолға қойилиду.  

җиддий һаләт даирисидә, бир ай бойичә райондики муһим бина вә қурулушларниң қоғдилиши күчәйтилиду. пуқраларниң аптомобиллириниму өз ичигә алған һалда һәрикәт әркинлики чәклик һалға кәлтүрилиду. пуқраларниң кимликлири ​​тәкшүрүлиду. қарақалпақстанға кириш - чиқиш чәклиниду. тәнтәрбийә вә көңүл ечиш қатарлиқ аммиви паалийәтләр өткүзүлмәйду.

бу қарарнамә билән йәнә, қарақалпақистан җиддий һаләт комитети рәислики қурулди вә өзбекистан миллий муһапизәт қисимлири қоманданлиқиға рустәм корайев тәйинләнди.

пирезидент мирзийойев түнүгүн намайиш өткүзүлгән қарақалпақистан аптоном җумһурийитиниң мәркизи нукус шәһиригә йетип берип, районниң илғар затлири билән көрүшти.

 

мирзийойев қарақалпақистанда қилған сөзидә, хәлқниң көз қаришини нәзәрдә тутуп, қарақалпақстанниң салаһийитигә мунасивәтлик асасий қанун маддилириниң өзгәртилмәйдиғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر