түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов иранда зийарәттә болди

түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдовниң иран зийарити даирисидә икки дөләт оттурисида түрлүк саһәләр бойичә 9 келишим лайиһәси имзаланди.

1843886
түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов иранда зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн иранниң пайтәхти теһранға йетип барған бәрдимуһәммәдов, садабад сарийида иран пирезиденти ибраһим рәиси тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди.

һәйәтләр ара вә икки тәрәплик учришишлардин кейин, икки пирезидентниң һузурида, сода – иқтисад, қатнаш,  транзит өтүшләр, мәдәнийәт мунасивәтлири, илим-пән, технологийә, муһит вә радийо – телевизийә органлири ара һәмкарлиқ қатарлиқ саһәләрдә  9 келишим лайиһәси имзаланди.

иран пирезиденти ибраһим рәиси, түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов билән бирликтә өткүзгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, икки дөләт мунасивәтлириниң йахши сәвийәдә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «түркмәнистан билән йеқинқи 30 йилдин буйанқи мунасивәтлиримиз интайин йахши. бу зийарәт, икки дөләт мунасивәтлири җәһәттин бурулуш нуқтиси һесаблиниду.»

афғанистан мәсилиси тоғрилиқму һәр икки дөләтниң қарашлириниң бир - биригә йеқин икәнликини әскәрткән рәиси, мундақ дәп көрсәтти: «афғанистанда барлиқ етник гуруппиларниң иштирак қилишида һәммигә вәкиллик қилидиған бир һөкүмәт қурулушиниң зөрүрлүкигә ишинимиз. дәрвәқә, район мәсилилири шу районниң рәһбәрлири тәрипидин һәл қилиниши керәк.»

түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов, мундақ деди: «икки дөләт мунасивәтлиридә енергийә билән қатнаш истиратегийәлик саһәләрдур. бу саһәләрдики паалийәтләр үзлүксиз давамлишиду. дөләтлиримиз афғанистанниң районлуқ вә хәлқаралиқ лайиһәләргә қатнишалайдиған гүлләнгән дөләткә айлинишини үмид қилиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر