сүрийә учришишлири нурсултанда башлиниду

қазақистан пайтәхти нурсултанда әтә (2022-йили 15-ийун) башлинидиған сүрийә темисидики 18-қетимлиқ астана учришишлирида, сүрийәлик мусапирларниң йурт-маканлириға қайтиши үчүн тәййарлинидиған шәрт-шараитлар асаслиқ күнтәртип маддиси болиду.

1843118
сүрийә учришишлири нурсултанда башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан ташқи ишлар министирлиқи 18-қетимлиқ астана учришишлириниң башлинидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә, 15-16-ийун күнлири пайтәхт нурсултанда өткүзүлидиған 18-қетимлиқ астана учришишлириниң тәййарлиқлири ахирлашқан.

астана капаләтчилири болған түркийә, русийә вә иран һәйәтлири әтә сүрийә һакимийитиниң вәкиллири билән сүрийә өктичилириниң вәкиллири билән көрүшиду. түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң сүрийә ишлири баш мудири сәлчук үнал башчилиқидики һәйәт учришишларға қатнишиду. илгирики астана учришилириға көзәткүчилик салаһийити билән қатнашқан ийорданийә, ирақ вә ливандин бу қетим пәқәт ийорданийә һәйитла қатнишиду. буниңдин башқа, б д т мусапирлар алий комиссарлиқи вә хәлқара қизил кирест җәмийитиниң вәкиллириму учришишларға көзәткүчилик салаһийити билән қатнишиду.

тәрәпләр сүрийәлик мусапирларниң йурт-маканлириға қайтиши үчүн шәрт-шараитларни тәййарлашни асас қилған һалда, сүрийәдики инсаний вә иҗтимаий-иқтисадий вәзийәт, җәнвәдики асаси қанун комитетиниң хизмәтлири, ишәнчни күчәйтидиған тәдбирләр, әсирләрни қойуп бериш вә йоқап кәткән кишиләрни издәш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилиду.

әтә башлинидиған 18-қетимлиқ астана учришишлири 16-ийун ечилидиған йиғин билән ахирлишиду.

сүрийә мәсилисини һәл қилиш үчүн тәшкил қилинған астана учришишлири 2017-йили йанвардин тартип қазақистан пайтәхти нурсултанда давам қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر