танҗу билгич чәркәз вә қирим татарлири сүргүниниң хатирә йилида муһим сөз қилди

танҗу билгич қирим татарлириниң кимликини қоғдаш шундақла уларниң параванлиқи вә бәхт-саадитигә капаләтлик қилиш үчүн түркийәниң һәр даим қериндашлириниң йенида болидиғанлиқини елан қилди.

1828685
танҗу билгич чәркәз вә қирим татарлири сүргүниниң хатирә йилида муһим сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгич чәркәз вә қирим татарлириниң сүргүн қилинғанлиқиниң хатирә йили мунасивити билән  йазма байанат елан қилди.

қиримниң йәрлик хәлқи болған қирим татар түрклириниң 1944-йили 18-майда вәтинидин мәҗбурий сүргүн қилинғанлиқини әскәртип, уларниң инсанийәткә хилап шараитта сүргүн қилинғанлиқини тәкитлиди.

танҗу билгич: «250 миң қирим татариниң асаслиқ көп қисми сүргүн җәрйанида йаки сүргүн қилинған җайларда һайатидин айрилди. бүгүн биз бу ечинишлиқ вәқәниң 78 - йиллиқини хатирилимәктимиз. түркийә қирим татарлириниң кимликини қоғдаш шундақла уларниң параванлиқи вә бәхт-саадитигә капаләтлик қилиш үчүн һәр даим қериндашлириниң йенида болиду» деди.

ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгич 21-майниң болса, чәркәз түрклириниң сүргүн қилинишиниң 158 – йиллиқи сүпидә  хатирилинидиғанлиқини әскәртип, «кавказ хәлқлирдин йүзмиңлиған киши 19-әсирдә русийә чар падишаһлиқиниң ишғалийити җәрйанида һайатидин айрилди. һайат қалғанларниң көпинчиси ана йүртлиридин айрилип анадолуда панаһланди. <чәркәз сүргини> дәп атилидиған бу тирадигийәниң азабини һазирму һес қилмақтимиз. бу мунасивәт билән биз қирим татарлири вә қериндаш кавказ хәлқлири баштин кәчүргән һәр икки паҗиәдә һайатидин айрилғанларниң алдида һөрмәт билән баш егимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر