түркийә билән өзбекстан оттурисида 10 келишим имзаланди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған өткән йили 3.6 милйард доллардин ашқан түркийә-өзбекстан сода омумий соммисини әң қисқа вақит ичидә 5 милйард долларға чиқиришни нишан қилғанлиқлирини ейтти.

1803991
түркийә билән өзбекстан оттурисида 10 келишим имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған өзбекстан пирезиденти шәвкәт мирзайев тәрипидин көк сарайда рәсмий мурасим билән күтүвелинди.

рәҗәп таййип әрдоған билән шәвкәт мирзайев рәсмий қарши елиш вә һәйәтләрни өзара тонуштуруш мурасимлиридин кейин, ахбаратқа йепиқ шәкилдә айрим көрүшти.

түркийә билән өзбекстан оттурисида 10 келишим имзаланди. рәһбәрләр келишимдин кейин, бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

рәҗәп таййип әрдоған: «сода омумий соммимиз өткән йили 3.6 милйард доллардин ашти. бу рәқәмни әң қисқа вақит ичидә 5 милйард долларға чиқириш нишаниға йетимиз. буниң билән болди қилмаймиз, нишанни 10 милйард долларға чиқиримиз. барлиқ бу қәдәмләрни йеқиндин көзитип туримиз. пирезидент шәвкәт мирзайев билән районниң нөвәттики вәзийитиниму музакирә қилдуқ. һазирдин башлап рамизан ейиниң пүткүл ислам аләми үчүн хәйриликләргә вәсилә болушини тиләймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر