ершат салиһи п к к ниң кәркүктики мәвҗутлуқи һәққидә агаһландурушта болди
ирақ парламенти түркмән гурупписиниң рәиси шундақла ирақ түркмән фронти (ITC) кәркүк парламент әзаси ершат салиһи терорлуқ тәшкилати п к к ниң кәркүктики мәвҗутлуқиниң көпәйгәнлики һәққидә агаһландурушта болди.
түркийә авази радийоси хәвири: ершат салиһи йазма байанатида, кәркүкниң шималидики шуван районида терорлуқ тәшкилати п к к әзалириниң бир йәргә топлишип чоң тәбрикләш паалийити өткүзгәнликлирини, буниң шәһәргә нисбәтән еғир тәһдит шәкилләндүргәнликини билдүрди.
ершат салиһи кәркүктики федератсийә бихәтәрлик қисимлирини районниң бихәтәрликини техиму йахши вә техиму әстайидил контрол қилишқа чақирди.
ершат салиһи терорлуқ тәшкилати п к к әзалириниң кәркүктә чоң тәбрикләш паалийәтлири өткүзүшиниң ирақ хәлқигә, һөкүмитигә вә парламентиға доел елан қилиш характиригә игә икәнликини тәкитлиди.
ершат салиһи ирақ һөкүмити вә ирақ курд районлуқ һөкүмитини кәркүк вә ирақтики терорлуқ тәшкилати п к к ниң мәвҗутлуқиға хатимә бериш үчүн җиддий қәдәмләрни ташлашқа вә һәрикәткә өтүшкә чақирди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.