қарабағда әрменийә қисимлириниң иғвагәрчиликигә тақабил турулди
әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи қарабағда қанунсиз әрменийә күчлириниң әзәрбәйҗан армийәсигә қарши иғвагәрчиликигә тақабил турулғанлиқини уқтурди.
түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, қарабағдики қанунсиз әрменийә күчлириниң ис-түтәклик һаварайидин пайдилинип, әзәрбәйҗан армийәсигә қарши иғвагәрчилик тәшәббусида болғанлиқи, әзәрбәйҗан армийәсиниң дәрһал түрлүк тәдбирләрни қоллиниши нәтиҗисидә, қанунсиз әрменийә қораллиқ гуруппилириниң чекинишкә мәҗбур болғанлиқи, бу һәқтә, районда вақитлиқ вәзипә өтәватқан русийә қисимлири қоманданлиқ иштабиға вә түркийә-русийә бирләшмә мәркизигә мәлумат берилгәнлики, әзәрбәйҗан әскәрлири арисида һайатидин айрилиш әһвалиниң көрүлмигәнлики вә вәзийәтниң контрол астида икәнлики билдүрүлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.