муавин җумһур рәис фуат октай қазақистан зийарити үстидә тохталди

муавин җумһур рәис фуат октай қазақистандики 2 күнлүк рәсмий зийарити тоғрисида анадолу агентлиқиға бәргән байанатида, русийә-украина уруши сәвәбидин районда күн тәртипләрниң наһайити алдираш болғанлиқини билдүрди.

1790522
муавин җумһур рәис фуат октай қазақистан зийарити үстидә тохталди
Fuat Oktay_Kazakistan 5.jpg
Fuat Oktay_Kazakistan 4.jpg
Fuat Oktay_Kazakistan 2.jpg
Fuat Oktay_Kazakistan 8.jpg
Fuat Oktay_Kazakistan 6.jpg

 

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис фуат октай түркийә билән қазақистан оттурисидики төмүр йол вә ташйол тиранспорти ортақ каридорини техиму иқтидарлиқ һалға кәлтүрүш үчүн һазар (каспий) каридори интайин қойуқ паалийәткә өтидиған бир ленийә бәрпа қилишни халайдиғанлиқини билдүрди.

фуат октай қазақистандики 2 күнлүк рәсмий зийарити тоғрисида анадолу агентлиқиға бәргән байанатида, русийә-украина уруши сәвәбидин районда күн тәртипләрниң наһайити алдираш болғанлиқини билдүрди.

һәм түрк дөләтлири тәшкилати әзаси қазақистан билән мәслиһәтлишиш, һәм иқтисадий вә сода мунасивәтлирини музакирә қилиш вә баһалаш үчүн қазақистанда зийарәттә болғанлиқини тәкитлигән фуат октай, райондики кризисни түгитиш үчүн қандақ һәмкарлишиш керәклики һәққидә пикирләшкәнликини ейтти.

фуат октай болупму бирләшмә иқтисад комитети рамкиси ичидә, иқтисадий вә сода мунасивәтлири үстидә тәпсилий тохталғанлиқини, елип барған хизмәтлири нәтиҗисидә нурғун саһәләрни өз ичигә алған интайин әтраплиқ һәрикәт пилани тоғрулуқ пикир бирлики һасил қилғанлиқини билдүрди.

фуат октай төмүр йол вә ташйол тиранспорти саһәсидә ортақ каридорни қандақ қилип техиму иқтидарлиқ һалға кәлтүрүш үчүн хизмәт ишлигәнликини билдүрүп, «түркийәдин һәр күни дегүдәк бир експорт пойизимиз бу районға келиду вә хитайғичә бариду. <тиранс һазар (каспий)> дәпму атилидиған һазар каридори интайин қойуқ паалийәткә өтидиған бир линийә қуруп чиқишни халаймиз. һазир мәвҗут, әмма биз мәвҗут иқтидарини ашурушни вә кеңәйтишни халаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر