қазақистанда сабиқ дөләт мудапиә министири қолға елинди

қазақистанда йанвар (2022) ейи бешида йүз бәргән вәқәләрдин кейин, һоқуқидин елип ташланған сабиқ дөләт мудапиә министири мурат бектанов қолға елинди.

1782317
қазақистанда сабиқ дөләт мудапиә министири қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан баш тәптиш мәһкимиси сабиқ дөләт мудапиә министири мурат бектановниң қолға елинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, мурат бектановниң түнүгүн (20-феврал) пайтәхт нурсултанда җинайи ишлар қануниниң 452-маддиси бойичә вақитлиқ тутуп туруш мәркизигә апирилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «тәптиш мәһкимиси сабиқ дөләт мудапиә министири мурат бектановни <вәзиписини ада қилмаслиқ> билән әйибләп, соттин бурунқи тәкшүрүшни башлиди» дейилди.

мурат бектанов 26-авғуст (2021) қазақистанниң җәнубиға җайлашқан җамбил иштатида һәрбий қорал-йарағ искилатида йүз бәргән партлаш сәвәбидин һоқуқидин истепа бәргән нурлан йәрмәкбайевниң орниға мудапиә министири болған иди.

бу йил (2022) йанвар ейида қазақистанниң ғәрбидә газ баһасиниң өстүрүлүшигә қарши башланған намайишлар, бурунқи пайтәхт алмутада зораванлиқ түс елип, 255 кишиниң җенидин айрилишиға сәвәб болған иди. мурат бектанов пирезидент җөмәрт тоқайевниң пәрмани билән 19-йанвар һоқуқидин елип ташлинип, орниға руслан җақсиликов вәзипигә тәйинләнгән иди.

җөмәрт тоқайев бу һәқтә елан қилған байанатида, йанвар вәқәлири җәрйанида мурат бектановниң буйруқи астида бир армийә  болсиму, әмма һәл қилғуч вақитта қоманданлиқ ролини җара қилдурулмиғанлиқини вә һоқуқини йахши ишлитәлмигәнликини тәкитләп, бу сәвәбтин ташқи йардәмгә илтимас қилишқа мәҗбур болғанлиқлирини әскәрткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر