бәрдимуһәмәдовниң оғли пирезидент намзати болди

түркмәнистан президенти гурбангули бәрдимуһәмәдовниң оғли вә министирлар кеңишиниң муавин рәиси сәрдар бәрдимуһәмәдов 12 – март күни өткүзүлидиған сайламларда пирезидент намзати болди.

1778622
бәрдимуһәмәдовниң оғли пирезидент намзати болди

түркийә авази радийоси хәвири: һакимийәт бешидики түркмәнистан демократ партийәсиниң 9 – нөвәтлик пәвқуладдә қурултийида, партийә әзалири, сәрдар бәрдимуһәмәдовни пирезидент намзати қилип бекитти.

сәрдар бәрдимуһәмәдов, мәҗлис әзалириға миннәтдарлиқ билдүрүп мундақ деди: «пирезидентлиққа сайлансам, дөлитимизни ата – бовилиримизниң мираси вә пиринсиплириға асасән, барлиқ талантимни толуқ җари қилдуруп, хәлқимиз үчүн җан пидалиқ билән хизмәт қилидиғанлиқимни билдүримән. мениң асаслиқ нишаним, дөлитимизни қудрәт тапқузуш вә хәлқимизниң байашатлиқ ичидә йашишидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر