түркмәнистан пирезиденти қурбангули бәрдимуһәммәдов әрдоғандин һал сориди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә айали әминә әрдоғанниң ковид-19 синиқи мусбәт чиққандин кейин, дунйа рәһбәрлиридин һал сораш учурлири үзүлмәй кәлмәктә.

1774375
түркмәнистан пирезиденти қурбангули бәрдимуһәммәдов әрдоғандин һал сориди

түркийә авази радийоси хәвири: түркмәнистан пирезиденти қурбангули бәрдимуһәммәдовҗумһур рәис әрдоған вә айалиниң тезрәк әслигә келишини тилиди.

түркмәнистанниң рәсмий гезитидә елан қилинған учурға асасланғанда, қурбангулибәрдимуһәммәдов әрдоғандин һал сорап, йахши тиләклирини йәткүзгән.

қурбангули бәрдимуһәммәдов җумһур рәис әрдоғанға йоллиған учурида: «қәдирлик қериндишим, сизниң вә айалиңизниң тезрәк әслигә келишиңларни чин көңлүмдин тиләймән. күч-қуввитиңиз вә күчлүк ирадиңиз билән, бу кесәлни балдуррақ йиңидиғанлиқиңизға ишинимән. сизгә улуғ аллаһтин саламәтлик вә узун өмүр тиләймән» дегән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر