террорлуқ тәшкилати даеш кәркүк шәһиридә 2 сақчини өлтүрди

ирақниң кәркүк шәһиридә террорлуқ тәшкилати даешниң федератсийә сақчи қисимлириға қилған һуҗумида, 2 сақчи қаза қилди.

1770884
террорлуқ тәшкилати даеш кәркүк шәһиридә 2 сақчини өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк сақчи идарисиниң ахбарат байанатчиси амир нури шәһәрниң җәнубидики рийад наһийәсигә йеқин ирақ федератсийә сақчилириға тәвә көзитиш нуқтисиға қораллиқ һуҗум қилинғанлиқини ейтти.

амир нури террорлуқ тәшкилати даеш тәрипидин әһмәд әт-таййар йезисиниң йенидики көзитиш нуқтисиға һуҗум қилинғанлиқини, һуҗум нәтиҗисидә 2 сақчи қаза қилип, 1 сақчиниң еғир йариланғанлиқини байан қилди.

амир нури һуҗумдин кейин, тәкшүрүшниң башланғанлиқини әскәртип, йеқинда районда кәң көләмлик һәрбий һәрикәт башлинидиғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر