тоқайев исйанларға адаләтсизликләрниң сәвәб болғанлиқини билдүрди

қазақистан пирезиденти тоқайев дөләт ичидә йүз бәргән вәқәләрниң бай-кәмбәғәллик оттурисидики пәрқниң қобул қилғили болмайдиған сәвийәгә йетишиниң сәвәб болғанлиқини ейтти.

1766417
тоқайев исйанларға адаләтсизликләрниң сәвәб болғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезиденти тоқайев сода дунйасиниң вәкиллири билән өткүзгән йиғинда, мушу айниң бешида дөләт миқйасида йүз бәргән исйанларниң, йиллардин буйан йиғилип қалған мәсилиләрни ашкарилғанлиқини әскәртти.

у һазирниң өзидә, дөләтниң җәмийәт тәртипини түп йилтизидин өзгәртиш қатарлиқ истратегийәлик бир вәзипәгә дуч кәлгәнликини қәйт қилди.

у: «бай билән кәмбәғәл оттурисидики пәрқ қобул қилғили болмайдиған сәвийәгә йәтти» деди.

у исйанларға иҗтимаий адаләтсизликләрниң сәвәб болғанлиқини тәкитләп: «террорист қораллиқ күчләр билән уларниң оттурисидики сүйиқәстчиләр, бу әһвалдин пайдилинип кәтти» деди.

у қазақистандики байлиқниң йериминиң пәқәт 162 кишиниң қолиға мәркәзләшкәнлики тоғрисидики хәлқаралиқ тәтқиқат ширкәтлириниң қарашлирини тәстиқлап, дөләттә иқтидарлиқ игилик тиклигүчиләрниң имканийәтлирини чәкләп қойған вә нурғун сәрмайә бир қолға мәркәзләшкән мәвҗут түзүмниң дәрһал өзгәртилиши керәкликини алаһидә әскәртти.

у дөләттә сийасий ислаһат сийаситини давамлаштуридиғанлиқлирини билдүрүп: «җәмийәтниң заманивийлишишини вә сийасий ислаһат сиййасәтлирини изчил давамлаштуримән. ислаһатларниң нишани ениқ. бу әркин базар игилики, охшимиған иқтисадий игиликкә өтүш» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر