кәркүктә ирақ парламенти иккинчи муавин рәисиниң  ишханиси бомба һуҗумиға учриди

ирақ парламенти иккинчи муавин рәиси шаһван абдуллаһниң кәркүктики ишханиси бомба һуҗумиға учриди.

1765444
кәркүктә ирақ парламенти иккинчи муавин рәисиниң  ишханиси бомба һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк сақчи идариси байанатчиси амир нури байанат елан қилип, кимлики намәлум кишиләр һәйдигән аптомобилдин парламент муавин рәиси шаһван абдуллаһниң ишханисиға қол бомбиси етилғанлиқини билдүрди.

амир нури һуҗумда адәм өлүш вәқәси көрүлмигәнликини тилға елип, ишханиға мадди зийан йәткәнликини вә вәқәгә қарита тәкшүрүшләрниң башланғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر