әлийев түркийә-әзәрбәйҗан дипломатик мунасивитини тәбрикләп әрдоғанға телеграмма әвәтти

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев түркийә билән дипломатик мунасивәт орнитилғанлиқиниң 30-йиллиқи мунасивити билән, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәбрик телеграммиси әвәтти.

1762640
әлийев түркийә-әзәрбәйҗан дипломатик мунасивитини тәбрикләп әрдоғанға телеграмма әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан илһам әлийев пирезидентлиқ мәһкимисиниң тор бетидә елан қилған учурида, 1992-йили 1-айниң 14-күни икки дөләт оттурисида дипломатик мунасивәт орнитилғанлиқини әскәртип, бу муһим күндә рәҗәп таййип әрдоған вә қериндаш түркийә хәлқини сәмимий һессийати билән тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди.

у түркийә билән дипломатик мунасивәт орнитишниң әзәрбәйҗан тарихидики муһим иш икәнликини билдүрүп: «түркийәниң 20-әсирдә иккинчи қетим мустәқиллиқини қолға кәлтүргән әзәрбәйҗанни етирап қилған тунҗи дөләт болуши вә арқидин дипломатик мунасивәт орнитиши, хәлқимизниң миллий хатирисигә мәңгү һәқиқий қериндашлиқ вә иттипақлиқ үлгиси сүпитидә хатириләнди» деди.

у йеқинқи мәзгилдики әзәрбәйҗан-түркийә мунасивитиниң зор тәрәққийатидин пәхирлинидиғанлиқини байан қилип, икки дөләтниң тарихий имтиһанлардин шәрәп билән вә қәддини тик тутқан һалда өткәнликини؛  «бир милләт , икки дөләт» роһиға болған садақитини йәнә бир қетим испатлиғанлиқини вә уни сақлап қалғанлиқини қәйт қилди.

у түркийә вә әзәрбәйҗан хәлқлириниң  бир қанчә йүз йиллиқ иттипақлиқи, қериндашлиқи вә достлуқи қатарлиқ мустәһкәм асасларға қурулған дөләтләр ара мунасивәтләрниң әң йуқири сәвийәдә икәнликини әскәртип, 2021-йили 6-айда шушада мунасивәтләрни иттипақлиқ дәриҗисигә чиқарған хитабнамигә имза қойғанлиқлирини «тәврәнмәс иттипақлиқимизни мустәһкәмлигән муһим тарихий қәдәм» дәп баһа бәрди.

у җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға әвәткән тәбрик телегарммисида мунуларни көрсәтти:

«дунйада өзгичә, достлуқ вә қериндашлиқниң әң йахши үлгиси болған әзәрбәйҗан-түркийә мунасивәтлириниң һәмдә иттипақлиқиниң тәрәққий қилиши вә күчийиши үчүн хизмәтлириңиз интайин қиммәтлик. әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүкини капаләткә игә қилиш вә бу тоғридики кәскин позитсийәңиз, тоғра дәвамизни тәрәддүтсиз қоллшиңиз, бизгә һәр даим йуқири кәйпийат вә илавә күч ата қилди. әзәрбәйҗан хәлқи 44 күнлүк вәтәнпәрвәрлик урушиниң биринчи минутлиридин ахирқи минутлириғичә шәхсән сизниң, түркийә җумһурийити вә қериндаш түркийә хәлқи көрсәткән мәниви җәһәттин қоллаш вә һәмкарлиқни һәргизму унтуп қалмайду. бүгүн ишғалийәттин азад қилинған йәрләрни қайта қуруш вә әслигә кәлтүрүштә түркийә билән мүрини- мүригә тирәп тиришишимиз кишини хушал қилиду. биз барлиқ ишларда вә һәр даим қериндаш түркийәни давамлиқ қоллаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر