әлихан смайилов қазақистанниң йеңи баш министири болди

пирезидент қасим җөмәрт токайев қазақистан парламенти омумий йиғинида әлихан смайиловни баш министирлиққа намзат көрсәтти.

1760500
әлихан смайилов қазақистанниң йеңи баш министири болди

түркийә авази радийоси хәвири: әлихан смайилов барлиқ сийасий партийә вәкиллириниң қоллиған авазиға еришип, қазақистанниң 12-нөвәтлик һөкүмәт башлиқи болди.

50 йашлиқ әлихан смайилов илгирики кабинетта биринчи муавин баш министир болуп вәзипә өтигән иди.

5-йанвар суйуқландурулған нефит гази (LPG) баһасини өстүрилишигә қарши башланған намайишлар түпәйли сабиқ баш министир әсқәр мамин башчилиқидики һөкүмәт истипа бәргәндин кейин  әлихан смайилов вақитлиқ баш министирлиқ вәзиписигә тәйинләнгән иди.

әлихан смайилов беләт ташлаштин кейин баш министир болуп сөзлигән тунҗи нутиқида, мушундақ бир вәзийәттә пирезидент токайев вә парламент әзалириниң өзигә ишәнгәнликигә рәһмәт ейтти.

әлихан смайилов униң асаслиқ вәзиписиниң макро иқтисадниң муқимлиқиға капаләтлик қилиш вә пул пахаллиқини азайтиш икәнликини тәкитләп, «пуқраларниң барлиқ қануний тәләплири руйхәткә елиниду вә иҗра қилиниду » деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر