түрк дөләтлири тәшкилати: қазақистанни давамлиқ қоллаймиз

түрк дөләтлири тәшкилати мәвҗут киризисни һәл қилишта қазақистан һөкүмити вә хәлқигә тегишлик йардәм беришкә тәййар икәнликини билдүрди.

1760865
түрк дөләтлири тәшкилати: қазақистанни давамлиқ қоллаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: түрк дөләтлири тәшкилатиға әза вә көзәткүчи дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири, қазақистандики өзгиришләр һәққидә өткүзүлгән син йиғидин кейин, йазма байанат елан қилди.

түрк дөләтлири тәшкилатиниң қериндаш дөләт қазақистан вә  хәлқини давамлиқ қоллайдиғанлиқи вә һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилидиғанлиқи тәкитләнгән байанатта, район вә район сиртида муқимлиқ вә бихәтәрлик җәһәттин истиратегийәлик әһмийити наһайити зор болған қазақистанниң тинчлиқи вә муқимлиқиниң муһимлиқи әскәртилди, һайатларни хәвпкә дучар қилған,  җәмийәт тәртипини бузған, мал-мүлүкләргә зийан салған зораванлиқ вә бузғунчилиқ һәрикәтлири әйиблинип, қазақистан даирилириниң җәмийәт тәртипи вә аммиви тәртипни дәрһал әслигә кәлтүрүш иқтидариға игә икәнлики қәйт қилинди.

хәлқара қанунниң асасий пиринсиплири вә бәлгилимилирини қоғдашниң муһимлиқи тәкитләнгән байанатта, қазақистан һөкүмитиниң, террорчиларға, радикал унсурларға, әсәбийлик тәрәпдарлириға вә җинайәтчиләргә қарши  терроризмға қарши  күрәш һәрикәтлирини давамлиқ қоллайдиғанлиқи әскәртилди.

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайевниң, қериндаш дөләт қазақистан хәлқиниң параванлиқини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзидиған ислаһат күн тәртипини қоллайдиғанлиқиму байан қилинған байанатта, қазақистандики өзгиришләр һәққидә зич һәмкарлишиш вә кеңишиш асасида һәрикәт қилиш тоғрулуқ бирдәклик һасил қилғанлиқи билдүрүлди.

қазақистан әзәрбәйҗан, түркийә, қирғизистан вә өзбекистан билән бирликтә түрк дөләтлири тәшкилатиниң 5 әзаси қатаридин, түркмәнистан билән венгирийә болса, түрк дөләтлири тәшкилатиниң көзәткүчи әзалири қатаридин орун алиду.

қазақистанда 2 – йанвар күни суйуқландурулған нефит гази (LPG) ниң баһасиниң өстүрүлүши вә дөләтниң иҗтимаий-иқтисадий вәзийитиниң начарлишиши қатарлиқ сәвәбләр түпәйли башланған намайишларда, дөләт хәвпсизлик күчлири хадимлириниму өз ичигә алған онларчә киши һайатидин айрилғаниди.

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев, намайишларниң җавабкари дәп қариған һөкүмәтниң истепасини қобул қилғаниди.

намайишларниң даирисиниң кеңийип кетиши нәтиҗисидә, дөләт миқйасида җиддий һаләт елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر