қазақистанда бүгүн матәм елан қилинди

қазақистанда суйуқландурулған газ баһасиниң өстүрүлүшигә наразилиқ билдүрүлүп башланған намайишларда җенидин айрилғанлар үчүн бүгүн (2022-йили 10-йанвар) дөләтлик матәм елан қилинди.

1760061
қазақистанда бүгүн матәм елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистанда пирезидентлиқ сарийи ақорда, барлиқ дөләт идарә-органлири вә чәт әлләрдики әлчихана, консулханиларда байрақлар йерим чүшүрүлди.

қазақистанда барлиқ телевизийә қаналлири вә радийоларда нахша-музика вә көңүл ечиш пирограммилири әмәлдин қалдурулди. өләт идарә-органлири билән хәвәр агентлиқлириниң интернет бәтлириниң баш сәһипилири қара вә ақ рәңгә өзгәртилди.

түркийәниң нурсултан әлчиханиси матәм күни мунасивити билән байанат елан қилип, түркийәниң қазақ хәлқи билән һәмкарлиқ ичидә икәнликини, байрақларниң йерим чүшүрүлгәнликини билдүрди.

түркийә әлчиханисиниң иҗтимаий таратқу бәтлиридә «қериндаш қазақ хәлқини қоллаймиз» дегән ибарә йезилди.

түрк дөләтлири тәшкилати секретарлиқидиму барлиқ әза дөләтләр вә көзәткүчи дөләтләрниң байрақлири йерим чүшүрүлди.

тәшкилатниң байанатида: «қериндаш қазақистан хәлқи вә һөкүмити билән һәр қачан һәмкарлиқ ичидә болған түрк дөләтлири тәшкилати вәқәләрдә җенидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз. қазақистанниң әң қисқа вақит ичидә нормаллишишини тиләймиз» деди.

қазақистан ички ишлар министирлиқи вәқәләрдә 18 хәвпсизлик хадимини өз ичигә алған 26 кишиниң җенидин айрилғанлиқини елан қилған иди.

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев йүз бәргән террорлуқ һәрикәтлири нәтиҗисидә җенидин айрилғанлар үчүн 2022-йили 10-йанварда дөләт миқйасида матәм елан қилишниң қарар қилинғанлиқини уқтурған иди.

қазақистанда бүгүнгичә тутқун қилинғанларниң сани 7 миң 939 ға чиқти.

алмутадики вәқәләргә қатнашқанлиқи илгири сүрүлүп тутқун қилинған қирғизистанлиқ музикант викрам розахонов қойуп берилди.

таратқуларда һәмбәһрләнгән көрүнүшләрдә, розахоновниң «пул бәдилигә намайишларға қатнишиш үчүн қазақистанға кәлгәнлики» илгири сүрүлүп, алмутада тутулған иди.

қирғизистан муавин ташқи ишлар министири әзизбек мадамаров қазақистанниң бишкәктә турушлуқ баш әлчиси рапил җосибайевни министирлиққа чақирип, музикант розахоновниң қойуп берилиши үчүн нота тапшурған иди.

қазақистанниң ғәрбидә 2-йанвар (2022) суйуқландурулған газ баһасиниң өстүрүлүши вә дөләттики иҗтимаий, иқтисадий вәзийәтниң начарлишип кәткәнликини сәвәб қилип башланған намайишлар, башқа җайларғиму кеңәйди.

кочилардики намайишларда, хәвпсизлик тармақлири билән намайишчилар оттурисида тоқунушлар йүз бәрди. болупму, алмута шәһиридә хәвпсизлик тармақлири сақчи вә һәрбий аптомобилларға от қойуп, һөкүмәт биналириға киргән намайишчиларни аваз бомбиси етип тарқатти.

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев партлиған намайишларға һөкүмәтниң мәсул икәнликини билдүрүп, һөкүмәтниң истепасини қобул қилди.

намайишларниң бәзи районларға кеңийиши билән, пайтәхт нурсултан, алмута шәһири вә мангистав иштатлирида җиддий һаләт елан қилинди.

арқидин узун өтмәй, җиддий һаләт қазақистанниң башқа районлиридиму елан қилинди.

тоқайев 7-йанвар дөләтниң барлиқ районлирида җәмийәт тәртипиниң қайтидин орнитилғанлиқини билдүрүп: «террористлар һазирғичә қорал билән пуқраларниң мал-мүлүклиригә давамлиқ зийан салмақта» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر