қирғизистанда 7-нөвәтлик парламент әзалири қәсәм бәрди

қирғизистанда 28-нойабир өткүзүлгән чоң сайламдин кейин, 7-нөвәтлик парламент әзалири қәсәм бериш мурасимиға қатнашти.

1754396
қирғизистанда 7-нөвәтлик парламент әзалири қәсәм бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: интимак (иттипақ) партийәсиниң парламент әзаси сарапаткан маҗитова әң йашанған парламент әзаси болуш сүпити билән парламентқа  вақитлиқ рәис болди.

сарапаткан маҗитова сайланған әзаларниң хәлқ вә дөләтниң мәнпәәти үчүн йахши хизмәт қилишини тилиди.

дөләт маршини оқуш билән башланған мурасимда, мәркизи сайлам комитетиниң рәиси нурҗан шайдабекова парламент әзалириға әзалиқ гуваһнамилирини тәқдим қилди.  

гуваһнамилирини тапшурувалған парламент әзалири қолини дөләт асаси қануни китабиниң үстигә қойуп қәсәм бәрди.

парламентқа ата йурт қирғизистан партийәсиниң 15, ишәним партийәсиниң 12, интимак (иттипақ) партийәсиниң 9, алйанс партийәсиниң 7, пүтүн қирғизистан партийәсиниң 6 вә иман нуру  партийәсиниң 5 әзаси вәкиллик қилиду.

шундақ қилип, 90 кишилик парламентта, 54 орунни сийасий партийәләр, 36 орунни мустәқил кандидатлар игилигән болди.

буниңдин башқа йәнә, бишкәкниң икки районида мустәқил намзатлар риқабәтләшкән сайламни келәр йилиниң бешида йеңилаш қарар қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر