шималий қибрис: «бир арал, икки дөләт» сийаситини йолға қойуш басқучиға қәдәм қойдуқ

шималий қибрис түрк җумһурийити қибрис арилида «бир арал, икки дөләт» сийаситини йолға қойуш басқучиға қәдәм қойғанлиқлирини билдүрди.

1753740
шималий қибрис: «бир арал, икки дөләт» сийаситини йолға қойуш басқучиға қәдәм қойдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити ташқи ишлар министири таһсин әртуғрулоғлу, шималий қибрис түрк җумһурийити болуш сүпити билән, игилик һоқуқ баравәрлики вә тәң һоқуқлуқ хәлқаралиқ салаһийәт даирисидә аралда икки айрим дөләтниң мәвҗутлуқини асас қилидиған сийасәтни йолға қойуватқанлиқлирини ейтти.

министир әртуғрулоғлу, қибрис мәсилисидә ахбарат васитилириға бәргән байанатида, дипломатийә сийасәтлириниң асасий пиринсиплириниң, тәң һоқуқлуқ хәлқаралиқ салаһийәтниң мәвҗутлуқи икәнликини тәкитләп мундақ деди: «қибрис арилида икки дөләт бардур, шуңа, <бир арал, икки дөләт> һәқиқитиниң оттуриға чиқиши керәк.»

 бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерешниң чақириқиға асасән, 27 – 29 – апрел күнлири шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә ғәйрий рәсмий 5 тәрәплик бирләшкән дөләтләр тәшкилати (қибрислиқ тәрәпләрдин сирт йәнә, түркийә, гиретсийә вә әнглийә) қибрис конферанси өткүзүлгәнликини әскәрткән әртуғрулоғлу,  бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерешниң, ортақ земин һазирланмиғанлиқи сәвәблик, 2 – 3 ай кейин йеңи бир йиғин өткүзүш тоғрулуқ чақириқта болидиғанлиқини билдүрүп, конферансни тақиғанлиқини ейтти, һәмдә  бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерешниң, апрел ейида җәнвәдә «2 – 3 ай кейин йиғин өткүзүш тоғрулуқ чақириқта болидиғанлиқи» ни ейтқан болушиға қаримай, техичә тәрәпләргә бу һәқтә чақириқта болмиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерешму, қибристики тәрәпләр оттурисида ортақ земин һазирланмиғанлиқини обдан билиду, әмма бу һәқтә чақириқ елан қилмай, вақитни кечиктүрүватиду.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилатини өз ичигә алған пүткүл дунйаниң, қибрис мәсилисиниң реаллиқиға мас һалда сийасәт йүргүзгән һаман «бир арал, икки дөләт» сийаситиниң күнтәртипкә келидиғанлиқини ейтқан әртуғрулоғлу, бу һәқиқәт қобул қилинғандин кейин, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң етирап қилиниши йолида актип сийасәтни йолға қойуш басқучиға қәдәм қойидиғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر