қирғизистан түркийәдин сетивалған  учқучисиз айропиланларни тапшуруп алди

қирғизистан түркийәдин сетивалған «Bayraktar TB2» типлиқ учқучисиз айропиланларни тапшуруп алди.

1749484
қирғизистан түркийәдин сетивалған  учқучисиз айропиланларни тапшуруп алди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик ахбарат мәркизиниң йазма байанатида, қирғизистан президенти садир җапаровниң қирғизистан дөләт бихәтәрлик комитити тәрипидин чегра мудапиә мулазимитидә ишлитиш үчүн сетивелинған «Bayraktar TB2» учқучисиз айропиланларни көздин кәчүргәнлики билдүрүлди.

садир җапаровға учқучисиз айропиланларниң хизмәт системиси һәққидә мәлумат берилди вә учушлири көрситилди.

учқучисиз айропиланларниң пүтүнләй дөләт чегра бихәтәрликини қоғдашниму өз ичигә алған дөләт мудапиә бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн ишлитилидиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر