сода министири мәһмәт муш әзәрбәйҗан вә гирузийә сода министирлири билән көрүшти

сода министири мәһмәт муш әзәрбәйҗанниң иқтисад министири микайил җабаров вә гирузийә иқтисад вә сиҗил тәрәққийат министири натйа турнава билән айрим -айрим учришиш өткүзди.

1747688
сода министири мәһмәт муш әзәрбәйҗан вә гирузийә сода министирлири билән көрүшти
Natia Turnava-Mehmet Mus.jpg
Mikayil Cabbarov-Mehmet Mus.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: мәһмәт муш әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда өткүзүлгән түркийә-әзәрбәйҗан-гирузийә 6-нөвәтлик сода мунбири йиғинидин кейин, микайил җабаровни ишханисида зийарәт қилди.

министир мәһмәт муш учришишқа алақидар тивиттер һесабида һәмбәһирлигән учрида, учришишниң үнүмлүк болғанлиқини вә икки тәрәп сода мунасивәтлири, дөләтләр оттурисидики әвзәл сода келишимлири, мәбләғ селиш, һөддигәрлик кәспи вә әшйа обороти қатарлиқ темиларни музакирә қилғанлиқини билдүрди.

министир мәһмәт муш андин гирузийәниң иқтисад вә сиҗил тәрәққийат министири турнава билән көрүшти.

мәһмәт муш учришишқа алақидар тивиттер һесабида һәмбәһирлигән учрида: «әркин сода келишиминиң даирисини кеңәйтиш, мулазимәт содиси, баку-тиблис-қарс төмүр йоли һәмкарлиқи вә таможна мәсилиси қатарлиқ күнтәртиптики муһим темиларни музакирә қилдуқ» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر