әрменийә район һәмкарлиқи билән қанунсиз вә асассиз земин тәләплиридин бирни таллиши керәк

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи әрменийәниң чоқум район һәмкарлиқи билән қошнилириға қарши қанунсиз вә асассиз земин тәләплиридин бирни таллиши керәкликини билдүрди.

1730808
әрменийә район һәмкарлиқи билән қанунсиз вә асассиз земин тәләплиридин бирни таллиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи қарабағ зәпириниң биринчи йиллиқи мунасивити билән хитабнамә елан қилди.

хитабнамәдә, әрменийәниң барғансери күчәйгән һуҗумлири вә иғвагәрчиликигә қарши 2020-йили 27-сентәбирдә башлинип 44 күн давамлашқан «вәтән уруши» нәтиҗисидә, әзәрбәйҗанниң земинлирини ишғалийәттин қутқузғанлиқи хатирилитилди.

хитабнамәдә, б д т хәвпсизлик кеңишиниң мунасивәтлик қарарлири вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларниң қарарлириға уйғун һалда әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүкиниң вә тәхминән 1 милйон әзәрбәйҗанлиқ көчмәнниң ана йуртлирида йашаш һоқуқиниң капаләткә игә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

хитабнамәдә, 2020-йили 10-нойабир әзәрбәйҗан, русийә вә әрменийә рәһбәрлириниң имзалиған хитабнамә билән әрменийәниң мәғлубийитини қобул қилғанлиқи؛ кәлбәҗәр, ағдам вә лачин вилайәтлиридин әскәрлирини чекиндүргәнлики؛ буниң билән, мәсилиниң һәрбий вә сийасий йоллар билән һәл қилинғанлиқи әскәртилди.

хитабнамәдә йәнә, әрменийәниң тәхминән 30 йиллиқ урушқақ сийасити, хәлқара қанунға қилған хилаплиқлири вә уруш җинайәтлири сәвәбидин сотқа тартилиши үчүн әзәрбәйҗанниң зөрүр қәдәмләрни ташлғанлиқи һәмдә бу мусапиниң давамлишиватқанлиқи қәйт қилинди.

хитабнамәдә, җинайәтчиләрниң җазаға тартилиши, адаләтниң капаләткә игә қилиниши вә кәлгүсидә бу хил әһвалларниң тәкрар йүз беришиниң алдини елиш үчүн ейтқанда муһим әһмийәткә игә икәнлики тәкитлиниш билән биргә мундақ дейилди:

«ишғал амилини оттуридин йоқ қилған әзәрбәйҗан, хәлқаралиқ қанун пиринсиплириға, болупму игилик һоқуқ, земин пүтүнлүки вә хәлқаралиқ чеграларниң дәхли-тәрузға учримайдиған пиринсипларға қәтий әмәл қилиш шәрти астида әрменийә билән мунасивәтләрни нормаллаштурушқа тәййар. районниң тинчлиқи вә бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн үч тәрәп хитабнамәсини толуқ йолға қойуш интайин муһим. әрменийәниң әзәрбәйҗанниң бу тоғрида басқан қәдәмлиригә җаваб бериши күтүлмәктә. әрменийә чоқум район һәмкарлиқи билән қошнилириға қарши қанунсиз вә асассиз земин тәләплиридин бирни таллиши керәк. хәлқара җәмийәт бу җәһәттә актип рол ойниши вә әрменийәни тинчлиқтин башқа таллашниң йоқлуқини чүшинишкә чақириши керәк. әрменийәдики өч елиш хаһиши вә бу дөләтниң қораллинишиға биваситә йаки васитилик қоллаш урунушлири ахирлишиши керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر