мирзийойев қәсәм берип вәзипә өтәшкә башлиди

өзбекистанда 24 – өктәбир күни өткүзүлгән пирезидент сайлимида ғәлибә қилған шәвкәт мирзийойев, қәсәм берип вәзипә өтәшкә башлиди.

1730186
мирзийойев қәсәм берип вәзипә өтәшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан парламентиниң төвән қанити болған қанун чиқириш мәҗлиси вә парламентниң йуқири қанити болған  кеңәш палатаси уйуштурған ортақ омумий кеңәш йиғинида, мирзийойев үчүн мурасим өткүзүлди.

мурасимға, һөкүмәт әзалири, дөләт органлириниң башлиқлири, дипломатик вакаләтханиларниң вәкиллири вә журналистлар қатнашти.

мәркизий сайлам комитетиниң рәиси зәйниддин низамхоҗайев, мурасимда қилған сөзидә, пирезидент сайлимида дөләт миқйасида җәмий 16 милйон 212 миң 343 сайлиғучиниң беләт ташлиғанлиқини, сайламға қатнишиш нисбитиниң% 80.4 болғанлиқини қәйт қилди. һәмдә  бәш намзат риқабәтләшкән пирезидент сайлимида, әркин демократлар партийәси тәрипидин йәнә бир қетим намзатлиққа көрситилгән шәвкәт мирзийойевниң % 80.12 авазға еришип, ғәлибә қилғанлиқини билдүрүп, пирезидентлиқ испатнамәси вә сайламда ғәлибә қилғанлиқи тоғрисидики һөҗҗәтни мирзийойевға тапшуруп бәрди.

қәсәм бериш мурасимидин кейин нутуқ сөзлигән мирзийойев,  қайта сайланғанлиқи сәвәблик өзбекистан хәлқигә рәһмәт ейтти, һәмдә сайламда ғәлбә қилишиниң, йолға қойулуватқан сийасәтниң хәлқ тәрипидин қобул қилинғанлиқиниң вә өзлири таллиған йолниң тоғра икәнликиниң ипадиси икәнликини тәкитләп мундақ деди: «өзбекистан пирезиденти болуп сайлинишимни, йеңи өзбекистан қуруш йолидики сийаситимизниң қизғин қарши елиниши сүпитидә қобул қилимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر