йәкшәнбә күни өзбекстанда сайлам өткүзүлиду

өзбекстан хәлқи йеңи пирезидентини сайлаш үчүн йәкшәнбә күни беләт ташлайду.

1723754
йәкшәнбә күни өзбекстанда сайлам өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири:  өзбекстанда йәкшәнбә күни (2021-йили 24-өктәбир) пирезидентлиқ сайлими өткүзүлиду.

35 милйондин артуқ нопусқа игә өзбекстанда 21 милйон 266 миң киши 19 миң 769  сандуқта беләт ташлайду.

өзбекстан қануни бойичә, пәқәт сийасий партийәләрниңла пирезидент намзати көрситиш һоқуқи бар. 24-өктәбир өткүзүлидиған сайламда, екологийә партийәси нарзуллаһ обломурадовни, хәлқ демократик партийәси мәқсуда ворисовани, миллий гүллиниш партийәси алишир қадировни, адаләт иҗтимаий партийәси баһром абдуһалимовни, либерал демократ партийәси һазирқи пирезидент шәвкәт мирзайевни пирезидент намзатлиқиға көрсәтти.

бу қетимқи сайламни 50 дин артуқ дөләттин кәлгән вәкилләрдин башқа, йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати, ислам һәмкарлиқ тәшкилати, түрк кеңиши вә мустәқил дөләтләр бирләшмә гәвдиси қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатларниң миңдин артуқ вәкили көзитиду. сайламда, 1 миң 700 дин артуқ йәрлик вә чәт әллик мухбирлар вәзипә өтәйду.

өзбекстанда пирезидентниң вәзипә өтәш муддити бәш йил болиду. қанун бойичә,  пирезидентлиққа сайлиниш үчүн өзбекчини йахши билиши, 35 йашқа киргән болуши вә сайламға қатнашқичә болған арилиқта өзбекстанда изчил 10 йил йашиған өзбекстан пуқраси болуши шәрт қилиниду.

2016-йили декабирда өткүзүлгән сайламда, һазирқи пирезидент шәвкәт мирзайев үч намзат билән болған риқабәттә, %88.61 авазға еришип пирезидент болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر