түркийә - әзәрбәйҗан бирләшмә һәрбий маневири ахирлашти

түркийә вә әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлири наһчиванда елип барған бирләшмә һәрбий маневирда, мисал орнида бәлгиләнгән дүшмән нишанлири битчит қилинип, ишғал қилинған районлар азад қилинди.

1717270
түркийә - әзәрбәйҗан бирләшмә һәрбий маневири ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қораллиқ қисимлириниң 3-армийә қоманданлиқ иштаби вә әзәрбәйҗан наһчиван армийә қоманданлиқ иштабиниң қатнишиши билән наһчиванда өткүзүлгән «тәврәнмәс ака-укалар -2021» намлиқ маневир алаһидә қисимларниң мисал орнида бәлгиләнгән дүшмән турушлуқ тағқа һуҗум қилип, районниң контироллуқини алқиниға елиши билән башланди.

мисал орнида бәлгиләнгән дүшмән арқа линийәсигә һавадин әскәр чүшүрүлгән маневирда, қоршавға елинған дүшмән күчлири нейтраллаштурулди вә  броневиклири қолға чүшүрүлди.

маневирда мәргәнләр нишанни дәл тәккүзүп етип бир тәрәп қилди. мисал орнида бәлгиләнгән нишанлар зәмбирәк, минамйот вә башқурулидиған бомба билән пачақлап ташланди.

мисал характерлиқ дүшмән орунлириға танка вә броневиклар билән һуҗум қилинған маневирда, алаһидә қисимлар мисал характерлиқ ишғал қилинған олтурақ районларни азад қилди.

уруш айропиланиму маневирға қатнишип мисал характерлиқ нишанларни вәйран қилди.

маневир «азад қилинған» тағ бағриға түркийә вә әзәрбәйҗан байрақлириниң есилиши шундақла тик учар айропиланларниң икки дөләт байриқини ечип учуши билән ахирлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر