түркийә - әзәрбәйҗан бирләшмә һәрбий маневири давамлашмақта

түркийә билән әзәрбәйҗан армийәлириниң су асти һуҗумчи командирлириниң бакуда өткүзүлгән бирләшмә һәрбий маневирида тәсвирий дүшмән нишанлири битчит қилип ташланди.

1703962
түркийә - әзәрбәйҗан бирләшмә һәрбий маневири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, маневирға қатнашқан командир-җәңчиләрниң тәсвирий дүшмән күчлириниң террорлуқ вә бузғунчилиқ селиш гуруппилирини битчит қилиш вә уларниң вақитлиқ базисини вәйран қилиш вәзиписини орундиғанлиқини уқтурди.

байанатта, кемиләр қатнашқан маневирда тәсвирий дүшмән нишанлириниң вә вәзипиләрниң оңушлуқ орунланғанлиқи қәйт қилинди.

игилинишичә, мәзкур бирләшмә маневир 12-сентәбиргичә давамлишидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر