мурат бектанов қазақистан дөләт мудапиә министири болди

қазақистанниң баш иштаб башлиқи сүпитидә вәзипә өтәватқан мурат бектанов йеңи дөләт мудапиә министири болди.

1700223
мурат бектанов қазақистан дөләт мудапиә министири болди

түркийә авази радийоси хәвири: 26 – авғуст күни җамбил вилайитигә қарашлиқ байзаков наһийәсидики һәрбий оқ - дора искилатида мәйданға кәлгән партлашта, һәрбий хадимлар вә қутқузуш әтритидә вәзипә өтәватқан  15 киши һайатидин айрилған дин кейин, дөләт мудапиә министири нурлан йәрмәкбайев бүгүн вәзиписидин истепа бәргәниди.

йәрмәкбайевниң вәзиписидин истепа беришидин кейин, пирезидент қасим җөмәрт тоқайевниң қарариға асасән баш иштаб башлиқи сүпитидә вәзипә өтәватқан мурат бектанов, дөләтниң йеңи дөләт мудапиә министири болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر