әрменийә әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилирини оққа тутти

әрменийә армийәсигә қарашлиқ қисимлар чегра районидики әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилирини оққа тутти.

1685806
әрменийә әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилирини оққа тутти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, кәлбәҗәр вилайитиниң йәллиҗә йезиси йөнилишидики һәрбий нуқтилар, шу җай вақти саәт 14.50 дә басаргәчәр вилайитиниң әзизли йезисидики әрменийә һәрбий нуқтилиридин оққа тутулған.

байанатта тәкитлинишичә, район әзәрбәйҗан қисимлириниң контроллуқида болуп, әзәрбәйҗан әскәрлири арисида өлүм һадисиси йоқ икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر