шималий қибриста «1 – авғуст аммиви күрәш байрими» тәбрикләнди

шималий қибрис түрк җумһурийитидә дөләт хәвпсизлик қоманданлиқ иштабиниң 45 -, түрк қаршилиқ көрситиш тәшкилатиниң 63 – вә қибрисниң пәтһи қилинғанлиқиниң 450 – йиллиқи болған «1 – авғуст аммиви күрәш байрими» ләфкошада мурасимлар билән тәбрикләнди.

1683577
шималий қибриста «1 – авғуст аммиви күрәш байрими» тәбрикләнди

түркийә авази радийоси хәвири: «1 – авғуст аммиви күрәш байрими» мунасивити билән ататүрк абидәси, ләфкоша шеиһитлар абидәси вә ататүрк мәдәнийәт мәркизидә айрим - айрим мурасимлар өткүзүлди.

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, ататүрк мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән мурасимда қилған сөзидә, қибриста 450 йиллиқ тарихқа игә икәнликлирини тәкитләп мундақ деди: «1571 – йили, 1 – авғуст күни, османли империйәси қошунлириниң қибрисни пәтһи қилиши билән қибрис түрклириниң қибристики һайат – маматлиқ күриши башланди. охшимиған басқучлар вә дәврләрни баштин кәчүрдуқ. қибрис түрк хәлқи миллитимизгә лайиқ рәвиштә бу муқәддәс терротерийәләрдә изчил күрәш қилди. пүткүл бу күрәш һекайирилиридә түркийә җумһурийити вә анадолу түрклири һәрдаим йенимизда иди.»

түрк қаршилиқ көрситиш тәшкилатиниң 1958 – йили, 1 – авғуст күни бир мудапиә тәшкилати сүпитидә қурулғанлиқини әскәрткән татар, 1955 – йили террорлуқ тәшкилати EOKA ниң шәрмәндиләрчә һуҗумлириниң башланғанлиқини вә қибрисниң гиретсийә билән бирләштүрүлүши үчүн һәр түрлүк вәһшилик вә зулум – ситәмгә мураҗиәт қилинғанлиқини ейтти.

қибриста узун йиллар федератсийә түзүми һәққидә музакирә елип берилғанлиқини, лекин буниң әмди һечқандақ әһмийитиниң қалмиғанлиқини әскәрткән татар, мундақ дәп көрсәтти: «нөвәттә биз, икки дөләтлик түзүм орнатқан вә йанмуйан игилик һоқуқлуқ икки дөләт һәмкарлашқандила андин қибриста узақ мәзгиллик келишим һасил қилғили болидиғанлиқини оттуриға қойуватимиз. хәлқимизму әркин ирадиси арқилиқ буни мақуллайдиғанлиқини намайән қилди. әң муһими, түркийәниң бу сийасәтни толуқ қоллишидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر