шималий қибрис түрк җумһурийити «йепиқ мараш» тоғрисида байанат елан қилди

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси «йепиқ марашниң һәр қандақ бир қарар билән башқа бир һөкүмәткә өткүзүп берилишиниң мумкин әмәслики»йни уқтурди.

1681974
шималий қибрис түрк җумһурийити «йепиқ мараш» тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси йазма байанат елан қилип, шималий қибрис түрк җумһурийити ички кабинитениң 2019 - йили қарар мақуллап, марашни ечишқа алақидар дәсләпки сийасәтни бекитип иҗра қилишқа башлиғанлиқини әслитип өтти. 

байанатта: «шималий қибрис түрк җумһурийитиниң земини болған йепиқ мараш, қибрис мәсилисиниң әсири болуштин азад қилинип, турмушниң бир парчисиға айландурулиду. йепиқ марашниң һәр қандақ бир қарар билән башқа бир һөкүмәткә өткүзүп берилиши мумкин әмәс» дейилди.

байанатта: «шималий қибрис түрк җумһурийитиниң һечкимниң һәқ - һоқуқини тартивелиш нийити йоқ. әксичә, марашни ечиветиш сийаситимиздинму чиқип турғинидәк, узун йиллардин буйан күтүп туруватқан һәқдарларни һәқлиригә ериштүрүш сийасити иҗра қилинмақта» дегән ибариләргә орун берилди.

йавропа иттипақиниң арал тоғрисидики позитсийәсиниң қибрис рим сийасити вә қарашлирини тәкрарлаштин ибарәт икәнликини намайан қилғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «қибриста адил, шундақла сиҗил йаришиш икки тәрәпниң әркин ирадиси билән һасил қилинидиған ортақ келишимләрдин кейин өткүзүлидиған сөһбәтләр нәтиҗисидә отториға чиқиду. бу нуқтида икки тәрәпниң баравәрлики һәл қилғуч әһмийәткә игә... чарә пәқәт вә пәқәт икки тәрәпниң келишиши арқилиқла оттуриға чиқиду. йавропа иттипақини өз ичигә алған барлиқ тәрәпләр бу пирисипни чөридигән һалда позитсийәсини оттуриға қойуши вә бу нуқтини көздә тутуп байанат бериши керәк» дейилди.

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر